исраилийә баш министири умман қолтуқида партлиған парахоти һәққидә иранни әйиблиди

исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу умман қолтуқида исраилийәгә тәвә парахот өтүш җәрйанида йүз бәргән партлашниң, иранниң қилмиши икәнликини ейтти.

1592710
исраилийә баш министири умман қолтуқида партлиған парахоти һәққидә иранни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: бенйамин нетанйаһу исраилийә аммиви тарқитиш оргини (KAN) ға бәргән байанатида, һечқандақ пакит көрсәтмәстин, «бу (һуҗум) иранниң һәрикитидур, бу толиму ениқ» деди.

бенйамин нетанйаһу исраилийәниң әң чоң дүшмининиң иран икәнлики вә бу барлиқ районларда иранни һуҗум нишани қилидиғанлиқини билдүрди.

иран даирилири һуҗумниң арқисида өзлириниң барлиқини рәт қилди.

иран ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси сәйид хатибзадә бу һәқтә байанат елан қилип: «нитанийаһуниң роһий кесили бар» деди.

хоҗайини исраилийәлик вә баһама байрақлиқ  «MV Helios Ray» йүк парахоти җүмә күни умман қолтуқида кетиватқанда партлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر