пакистан қатарлиқ бәзи дөләтләр түркийәгә тәзийә билдүрди

пакистан ирақниң гара районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрипидин шеһит қилинған түркийә пуқраси 13 кишигә тәзийә билдүрди.

1583500
пакистан қатарлиқ бәзи дөләтләр түркийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, «пакистан ирақниң гара шәһиридә 13 түркийә пуқраси шеһит қилинған қәбиһ террорлуқ һәрикитини қаттиқ әйибләйду» дегәнләрни қәйт қилди.

«пакистан һөкүмити вә хәлқи түркийә дөлити, қериндаш түрк хәлқи вә бигунаһ қурбанларниң аилә – тавабиатлириға сәмимий тәзийә билдүриду. пакистан түркийә хәлқиниң террорлуққа қарши туруш күришидә күчлүк һәмкарлиқ орнитиду» дегән ибариләргә орун берилди.

буниңдин башқа әнглийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси доминик чилкот, әзәрбәйҗанниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси ибраһим вә пакистанниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисиму гара районида п к к тәрипидин шеһит қилинған 13 түрк пуқраси үчүн тәзийә телеграммиси тарқатти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر