йапонийә хитай тәһдитигә қарши огасавара араллириға чарлаш парахоти орунлаштуриду

йапонийә әң җәнубидики огасавара араллириға хитай тәһдитигә чарлаш парахоти орунлаштуридиған болди.

1580274
йапонийә хитай тәһдитигә қарши огасавара араллириға чарлаш парахоти орунлаштуриду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң дөләтлик таратқуси «NHK»ниң деңиз саһили муһапизәт әтритини мәнбә көрсәткән хәвиригә асасланғанда, огасавара әтрапидики дөләтлик деңиз тәвәликидә хитай парахотлириниң тәһдит селиш характерлик һәрикәтлиридин кейин, чарлаш парахоти орунлаштуруш қарари мақулланған.

қарарға бинаән деңиз саһили муһапизәт әтритигә тәвә 180 тоннилиқ чарлаш парахоти «миказуки» огасавара арилиға урунлаштурулидиған болди.

хәвәрдә, чарлаш парахоти орунлаштуруш арқилиқ тәһдитләргә тез сүрәттә инкас қайтурушниң ишқа ашурилидиғанлиқи әскәртилди.

йәнә бир тәрәптин, огасавара арили әтрапида дөләтлик деңиз тәвәликидики паалийәтләрни назарәт қилидиған аралда вәзипә өтәватқан офетсирларниң саниму 3 һәссә көпәйтилидиған болди.

деңиз саһили муһапизәт әтрити йәнә, араллар әтрапидики йапонийәгә тәвә иқтисадий районда хитайға аит бир парахотниң тәкшүрүш елип бериватқанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر