йавропа иттипақи русийәни навалнийни қойуп беришкә чақирди

йавропа иттипақи рәһбәрлири германийәдин москваға қайтип кәлгәндин кейинла айродурумда тутқун қилинған рус өктичиси алексей навалнийниң қойуп берилишини тәләп қилди.

1568855
йавропа иттипақи русийәни навалнийни қойуп беришкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи рәиси чарлез мишел, рәһбәрләрниң чақириқини 27 әза дөләтниң дөләт вә һөкүмәт башлиқлириниң син көрүнүшлүк вухән вируси (ковид – 19) йиғинидин кейин җамаәтчилик билән ортақлашти.

у йавропа иттипақи рәһбәрлириниң навалнийни зәһәрләшкә урунуш вәқәси тоғрисида русийәниң дәрһал мустәқил вә ашкара тәкшүрүш елип беришини күтидиғанлиқини оттуриға қойуп, русийәниң тәкшүрүштә химийәлик қоралларни чәкләш тәшкилати билән һәмкарлишишини үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.

2020 - йили 8- айниң 20- күни русийәниң томск шәһиридин москваға қарап кетиватқан алексей навалнийниң саламәтликидә өзгириш көрүлгәндин айропилан омск шәһиригә қонған. омсктики дохтурханида балнистқа елинған навалнийниң чейиға арилаштурулған мадда билән зәһәрләнгәнлики илгири сүрүлгәниди.

навалний 22- авғуст омсктин хусусий айропиланға германийәниң пайтәхти берлиндики чарити дохтурханисиға йөткәлгән. 17- йанвар давалинишқа барған германийәдин қайтишида москва айродурумида назарәт астиға елинғаниди.

сот навалнийниң «2020- йили 12- айниң 29- күнидин башлап назарәт қилиш бәлгилимисигә уда хилаплиқ қилғанлиқини илгири сүрүп, уни 15 – февралғичә 30 күн тутуп турушқа һөкүм қилғаниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر