мисир соти мусулман қериндашлар тәшкилатиниң 89 әзасиниң мал-мүлкини мусадирә қилди

мисир соти мусулман қериндашлар тәшкилатиниң 89 әзасиниң мал-мүлкини дөләт хәзинисигә өткүзүвилиш қарари мақуллиди.

1565628
мисир соти мусулман қериндашлар тәшкилатиниң 89 әзасиниң мал-мүлкини мусадирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт игидарчилиқидики «ахбар әл йәвм» гезитиниң хәвиригә асасланғанда, қаһирә нөвәтчи сот мәһкимиси рәсмий орган салаһийитигә игә мусулман қериндашлар тәшкилатиниң мал-мүлүклирини мусадирә қилиш комитети ачқан делони тәкшүрүп, мисирниң тунҗи қетим демократик сайлам билән һакимийәт бешиға кәлгән сабиқ пирезиденти муһәммәд морсиниң вариси сүпитидә айали вә балилирини өз ичигә алған мусулман қериндашлар тәшкилатиниң рәһбәрләр қатлимидики 89 кишигә ә мал-мүлүкни мусадирә қилиш җазаси бәргән.

сот комитети даириләрдин мәзкур мал- мүлүкләрни дөләт хәзинисигә өткүзүвелишни тәләп қилған.

сотниң һөкминиң морсиниң варислиридин айали нәҗла әли мәһмуд, пәрзәтлири әһмәд, шәйма, усамә вә өмәрниң мал-мүлүклирини мусадирә қилишни өз ичигә алидиғанлиқи билдүрүлди.

баш иштаби мисирниң сиртиға җайлашқан кишилик һоқуқ йашлар мәркизиниң йазма байанатида болса, бу қарарниң терорлуқ тәшкилати билән мунасивити бар, дегән гуман асасида елинғанлиқи вә сийасий җәһәттин пуқраларниң мал-мүлүклириниң мусадирә қилинишини әйибләйдиғанлиқи билдүрүлди.

мисирда 2013 - йили 7 -айдики һәрбий сийасий өзгириштин кейин, шу йили 12-айда мусулман қериндашлар тәшкилати терорлуқ тәшкилати дәп елан қилинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر