малида кәм дегәндә 100 пуқраниң җениға замин болған һуҗум фирансийә тәрипидин елип берилдиму?

малиниң мопти районида йәкшәнбә күни кечиси кәм дегәндә 100 пуқраниң қаза қилғанлиқи елан қилинған һава һуҗуминиң фирансийә тәрипидин елип берилғанлиқи оттуриға қойулди.

1558245
малида кәм дегәндә 100 пуқраниң җениға замин болған һуҗум фирансийә тәрипидин елип берилдиму?

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә мәтбуатлириниң хәвәрлиригә асасланғанда, армийә мәнбәлири йәкшәнбә күни кәчтә мопти райониниң бонти йезисиға һуҗум қилғанлиқини билдүргән.

һәрбий мәнбәләр гәрчә бу һуҗумниң пуқраларни нишан қилмиғанлиқини, қораллиқ гуруппиларға қаритилғанлиқини билдүргән болсиму, мали мәнбәлири һава һуҗумида бир той мурасиминиң  бомбардиман қилинғанлиқини вә кичик балиларниму қошқанда кәм дегәндә 100 пуқраниң қаза қилғанлиқини елан қилди.

фирансийә йеқинқи 10 күн ичидә малидики барханә һәрикитидә вәзипә өтәватқан 5 әскиридин айрилип қалған иди.

франсийә 2014 - йили башланған барханә һәрикити даирисидә, мавританийә, мали, буркина фасо, нигер вә чадқа 5100 нәпәр әскәр орунлаштурған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر