дунйа сәһийә тәшкилати ковид 19- ниң  тез тарқилишчан йеңи түри һәққидә байанат елан қилди

дунйа сәһийә тәшкилати башта әнгилийәдә пәйда болған ковид-19 ниң тез тарқилишчан йеңи түри голландийә, данийә вә авистиралийәдиму байқалғанлиқини елан қилди.

1549093
дунйа сәһийә тәшкилати ковид 19- ниң  тез тарқилишчан йеңи түри һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң байанатиға асасланғанда, голландийәдә мушу айниң бешида елип берилған синақлар нәтиҗисидә, дөләттә ковид-19 ниң  өзгәркәнлики оттуриға чиққан. бу өзгиришниң йәнә данийә вә авистиралийәдиму байқалғанлиқи қәйт қилинған.

дунйа сәһийә тәшкилати мәсуллиридин марийа ван керхов «BBC» гә бәргән байанатида, мутәхәссисләрниң вухән вируси башланғандин буйан  дунйаниң һәрқайси җайлиридики өзгиришини көзитиватқанлиқини ейтти.

әнглийәниң шәрқий җәнубида ковид 19- ниң  тез тарқилишчан йеңи түри байқалған иди.

әнглийә баш министири борис җонсон вә бир гуруппа мутәхәссисләр елан қилған байанатида, байқалған йеңи түрниң тарқилиш нисбитиниң %70 йуқири икәнликини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر