ирақ баш министири қазими әнқәрәдә

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә биинаән әнқәрәгә кәлгән ирақ баш министири мустафа әлқазиминиң түркийә зийарити башланди.

1547325
ирақ баш министири қазими әнқәрәдә
erdogan kazımi.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: алди билән, түркийә җумһурийитиниң қурғучиси мустапа камал ататүркниң әбәдий арамгаһи болған хатирә сарийини зийарәт қилған қазими, һәмраһлиқидики һәйәт билән бирликтә ататүркниң қәбрисигә гүлчәмбирәк қойди, һәмдә бу йәрдә һөрмәттә турғандин кейин, мисақи миллий мунариға өтүп, ататүрк хатирә сарийиниң мәхсус дәптиригә мунуларни йазди: «катта әрбаблар өз хәлқигә бихәтәрлик, параванлиқ вә муқимлиқ нуқтисида қалдурған мираслири вә иш излири билән билиниду. бүгүн түркийә җумһурийитиниң қурғучиси катта дөләт әрбаби мустапа камал ататүркни зийарәт қилиш шәрипигә муйәссәр болдуқ.»

ирақ баш министири мустафа әлқазими үчүн кейинчә җумһур рәислик сарийида рәсмий мурасим арқилиқ қарши елиш мурасими өткүзүлди.

җумһур рәис әрдоған вә баш министир қазими, айрим вә һәйәтләр ара учришишлардин кейин, бир қатар келишимләрни имзалаш мурасимиға иштирак қилиду, һәмдә қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзиду.

әрдоған, җумһур рәислик сарийида, қазиминиң шәрипигә кәчлик тамақ зийапити бериду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر