йавропа-америка мунасивәтләрни қандақ тәрәққий қилдурушни музакирә қилишни башлайду

йавропа иттипақи җо байдин американиң пирезидентлиқ һоқуқини өткүзүвалғандин кейин, атлантик мунасивәтлирини қандақ тәрәққий қилдурушни музакирә қилиш үчүн әза дөләтләр билән музакирә қилишни башлайду.

1536993
йавропа-америка мунасивәтләрни қандақ тәрәққий қилдурушни музакирә қилишни башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң йуқири дәриҗилик бир әмәлдариниң ашкарилиған мәлуматлириға асасланғанда, йавропа иттипақи дөләтлириниң бирйусселдики даимий вәкиллири бүгүн (2020-йили 30нойабир) йавропа иттипақи-америка мунасивәтлири тоғрисида өткүзүлидиған алий рәһбәрләр йиғиниға тәййарлиқ қилиш үчүн йиғин уйуштуриду.

йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлез мишел (Charles Michel) келәр һәптә йавропа иттипақи рәһбәрлири билән учришиду. рәһбәрләр декабир ейидики йиғинда, америка билән мунасивәтлирини қандақ тәрәққий қилидуруш мәсилисини музакирә қилиду.

чарлез мишел җо байдинни 2021-йилиниң дәсләпки йеримиғичә икки йиғинға тәклип қилди. йиғинниң биринчиси, җо байдин пирезидентлиқ һоқуқини тапшурувелип узун өтмәйла син шәклидә өткүзүлиду. җо байдинниң баһар айлирида бирйусселни зийарәт қилиши пилан қилинмақта.

йавропа иттипақиниң америка билән болған мунасивәтлиридә бәш асасий тема бар. булар, «вухән вирусиға қарши туруш, иқтисадий җәһәттә әслигә келишни тезләштүрүш, климат өзгиришигә қарши туруш, көп тәрәплимиликни вә ортақ мәнивий қиммәтләрни қоғдаш, тинчлиқ вә бихәтәрликни қоғдаш қатарлиқлардин ибарәт.

йавропа иттипақи пирезидент трампниң төт йиллиқ вәзипә өтәш мәзгилидә атлантик мунасивәтлири, болупму сода, бихәтәрлик вә климат өзгиришигә қарши туруш қатарлиқ саһәләрдә кәйнигә чекинди, шуңа байдин мәзгили буларни түзүтүш үчүн йахши пурсәт, дәп қарайду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر