дунйа сәһийә тәшкилати: ваксиниларниң йуқумға хатимә беридиғанлиқи тоғрисида һәқиқий үмид бар

гебрейус, дунйа сәһийә тәшкилатиниң шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридики баш оргинида һәптилик синлиқ мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

1533190
дунйа сәһийә тәшкилати: ваксиниларниң йуқумға хатимә беридиғанлиқи тоғрисида һәқиқий үмид бар

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати баш дериктори тедрос аданом гебрейус, «(вухән вируси (ковид – 19)ға қарши) ваксина синақлириға алақидар әң йеңи иҗабий хәвәрләр билән бирликтә, бу узун вә қараңғу тонелниң ахиридики нур техиму чақнимақта» деди.

гебрейус, дунйа сәһийә тәшкилатиниң шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридики баш оргинида һәптилик синлиқ  мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

ковид – 19  ваксинисиға мунасивәтлик иҗабий хәвәрләрдин мәмнун икәнликини билдүргән гебрейус, тарихтики һәрқандақ бир вақитта бир йуқумға қарши һазирқидәк тез ваксина тәрәққий қилдурулуп бақмиғанлиқиға ишарәт қилип, «ваксина синақлириға алақидар әң йеңи иҗабий хәвәрләр билән бирликтә, бу узун вә қараңғу тонелниң ахиридики нур техиму чақнимақта. нөвәттә синақтин өткән башқа амма сағламлиқини сақлап тәдбирлири билән бирликтә, ваксиниларниң йуқумға хатимә беришкә йардәмчи болидиғанлиқи тоғрисида һәқиқий үмид бар» деди.

у, тәтқиқатчиларниң ваксина тәрәққий қилдурушниң йеңи өлчәмлирини оттуриға қойғанлиқини билдүрүп, «хәлқара җәмийәтму һазир (ваксинаға) игә болушниң йеңи өлчәмлрини бекитиши керәк» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر