америка п к к ниң һуҗумини әйиблиди

америка қошма иштатлири бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң ирақниң шималидики доһуқ шәһиридә пәшмәргә күчлиригә қилған һуҗумини әйиблиди.

1523094
америка п к к ниң һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири  ташқи ишлар министирлиқи байанатчисиниң йардәмчиси кали бровн, бу һәқтә елан қилған байанатида, мундақ деди: «америка қошма иштатлири террорлуқ тәшкилати п к к ниң ирақниң шималидики ирақ корд районлуқ һөкүмити даирилиригә қилған һуҗумини әпсусланған һалда әйиблимәктә. вашингтон ирақ баш министири мустафа әлқазими вә ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң терроризмни үзүл - кесил йоқитиш тиришчанлиқлирини давамлиқ қоллайду. һуҗумда һайатидин айрилған вә йариланған кишиләрниң аилә тавабиатлириға тәзийә билдүримиз, улардин һал сораймиз.»

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к террорчилири, чаршәнбә күни, ирақниң доһуқ вилайитиниң чәмәнкә наһийәсидә турушлуқ пәшмәргә күчлиригә һуҗум қилған, һуҗумда, бир пәшмәргә өлгән, 3 пәшмәргә йариланғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر