б д т шималий қибрис рәһбири әрсин татарни тәбриклиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш шималий қибрис түрк җумһурийитиниң җумһур рәисликигә сайланған әрсин татарни тәбриклиди.

1519273
б д т шималий қибрис рәһбири әрсин татарни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш, «қибрис түрклириниң рәһбири» болуп сайланғанлиқи мунасивити билән әрсин татарға тәбрик телеграммиси йоллиған.

гутереш, тәбрик телеграммисида, татар вә җәнубий қибрис рум һакимийити рәһбири никос анастасиадисниң 3 – нойабир күни кәчтә ғәйрий рәсмий учришидиғанлиқи әскәртилгән, һәмдә бу учришишниң мувәппәқийәтлик болушиға тиләкдашлиқ билдүрүлгән.

баш катип гутереш, шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, җәнубий қибрис рум һакимийити рәһбири никос анастасиадис вә башқа капаләтчи дөләтләр билән бирләшкән дөләтләр тәшкилати иштирак қилидиған 5 тәрәплик йиғинниңму мунасип вақитта ишқа ешишини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

шималий қибрис түрк җумһурийитидә 18 – өктәбир күни өткүзүлгән җумһур рәислик сайлиминиң иккинчи басқучида % 51.69 авазға еришип, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң 5 – җумһур рәиси болған татар, 23 – өктәбир күни җумһур рәислик вәзиписини өткүзүвалғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر