фирансийәдә пичақлиқ һуҗум йүз бәрди

фирансийәниң нис шәһиридики бир черкавға йеқин җайда йүз бәргән пичақлиқ һуҗумда икки адәм һайатидин айрилди.

1518043
фирансийәдә пичақлиқ һуҗум йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: нис шәһәр башлиқи кристийан естросиниң, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида әскәртишичә, «нотре дам черкави» ға йеқин җайда йүз бәргән пичақлиқ һуҗумни елип барған киши қолға елинған. бу вәқәгә «террорлуқ һуҗуми» дәп қаралған.

фирансийә ички ишлар министири гералд дарманинниң билдүрүшичә, сақчилар вәқәни давамлиқ тәкшүрмәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر