ирақ баш министири: әрдоғандин тәклип хети тапшурувалдим

ирақ баш министири мустафа әлқазими түркийәниң пайтәхти әнқәрәдә зийарәттә болуш үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғандин тәклип хети тапшурувалғанлиқини билдүрди.

1509390
ирақ баш министири: әрдоғандин тәклип хети тапшурувалдим

түркийә авази радийоси хәвири:  ирақ баш министирлиқ мәһкимиси ахбарат васитилири ишханиси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, баш министир қазими, түркийәниң бағдад әлчиси фатиһ йилдизни һөкүмәт сарйида қобул қилған. учришишта, икки дөләт мунасивәтлирини һәр җәһәттин тәрәққий қилдуруш тоғрулуқ музакирә елип берилған.

әлчи йилдиз, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида мундақ деди: «бүгүн ирақ баш министири мустафа әлқазими тәрипидин қобул қилиндим. учришишта, ирақ билән болған мунасивәтлиримизни һәр җәһәттин тәрәққий қилдуруш идаримизниң қәтийликини әскәрттим, һәмдә ирақниң районимизда вә районимиз сиртидики йөнилиш сийаситини рәт қилидиған позитсийәсини күчлүк шәкилдә қоллайдиғанлиқимизни тәкитлидим.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر