пәләстин азадлиқ тәшкилати түркийәдики учришишлар һәққидә байанат елан қилди

пәләстин азадлиқ тәшкилати иҗраийә кеңишиниң баш катипи саиб урәйқат, фәтиһ һәрикити билән һамасниң түркийәдики учришишлирида, пәләстиндә омумий сайлам өткүзүлүши һәққидә музакирә елип бериливатқанлиқини ейтти.

1496800
пәләстин азадлиқ тәшкилати түркийәдики учришишлар һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: урәйтқат, «пәләстин авази радийоси» ға бәргән байанатида, фәтиһ һәрикити билән һамасниң түркийәдики учришишлирида, пәләстиндә омумий сайлам өткүзүлүши һәққидә музакириләрни елип бериватқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, фәтиһ һәрикитиниң, һамас һәйитиниң, пәләстиндә омумий сайлам өткүзүлүшигә алақидар мақуллиқини алғандин кейин, ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиға қайтидиғанлиқини тәкитлиди, һәмдә һамасниң мақуллини алған һаман, һәм ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида, һәмдә ғәззә районида сайлам вақтини бекитиш үчүн дөләт ишлири мәһкимиси қарарнамиси елан қилинидиғанлиқини, нөвәттә сайлам өткүзүлгәнгә қәдәр пәләстин хәлқиниң ирадисиниң көзитиливатқанлиқини қәйт қилди.

бу һәқтә һамас тәрипидин һечқандақ байанат елан қилинмиди.

алдинқи күни түркийәдә, һамас һәйити билән фәтиһ һәрикити һәйити оттурисида бир қатар учришишлар башланғаниди.

пәләстиндә әң ахирқи қетим 2006 – йили өткүзүлгән омумий сайламда һамас ғәлибә қилған, 2005 – йили өткүзүлгән дөләт рәислики сайлимида мәһмуд аббас утуп чиққаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر