дунйа мусулман өлималар бирлики: әрдоғанниң байанатидин интайин хурсәнмиз

дунйа мусулман өлималар бирлики  җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң һамасниң «террорлуқ тәшкилати» әмәс, әксичә «өз земинини қоғдаш йолида күрәш қиливатқан қаршилиқ көрситиш һәрикити» дәп атишидин интайин хурсән икәнликини билдүрди.

2140273
дунйа мусулман өлималар бирлики: әрдоғанниң байанатидин интайин хурсәнмиз

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа мусулман өлималар бирлики тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң гиретсийә баш министири керийакос мичотакисниң һамасни террорлуқ тәшкилати дәп атишиға қарши чиқққанлиқи вә уни «өз земинини қоғдаватқан қаршилиқ көрситиш һәрикити» дәп атиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди:

«җумһур рәис әрдоғанниң бу байанати мәзлумларниң зәпиридур, залимларға қарши уруш еланидур, аллаһниң әвлийалири (достлири) ниң ғәлибисидур, шундақла, бу аллаһниң дүшмәнлиригә қарши уруш елан қилиштур. дәрвәқә, бу байанат дунйаниң һәрқайси җайлиридики мәзлумларға  тәсәллийдур. түркийәниң һәрдаим мәзлумларни бағриға басидиғанлиқиниң, йөнилиши вә қиблисини өзгәртмигәнликиниң сигналидур.»

«җумһур рәис әрдоғанниң бу шәкилдики күчлүк байанатлири вә шәрәплик позитсийәси пүткүл дунйа мусулманлири тәрипидин қизғин алқишқа еришти, шундақла мусулман өлималар вә ислам үммитиниң дуасиға еришти.»

османли империйәси султанлиридин султан иккинчи абдулһәмид хан (1876- 1909 - йиллар)  ниң пәләстин земиниға тутқан позитсийәси (пәләстин земинини қоғдаш йолида көрсәткән тиришчанлиқлири) ниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнлики тәкитләнгән байанатта, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң байанатлириниңму өзлиригә султан абдулһәмид ханни хатириләткәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر