ши җинпиң американиң әйибләшлирини рәт қилди

хитай рәиси ши җинпиң һечқандақ дөләт билән соғуқ йаки қизиқ тоқунуш нийитидә әмәсликлирини ейтти.

1496158
ши җинпиң американиң әйибләшлирини рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хтай дөләт рәиси ши җинпиң б д т ниң 75-йиллиқ хатирә күнигә видео әвәтип қатнашти.

у вухән вируси(Kovid-19)  ға дөлитини җавабкар дегән америка пирезиденти доналд трампниң әйибләшлирини рәт қилип, вирусқа қарши күрәшни сийасийлаштурмаслиқни, хәлқаралиқ күрәш вә дунйави йахшилинишни чақириқ қилди.

у мундақ деди:

«вухән вируси инсанийәт дуч кәлгән ахирқи киризис болмайду. бу сәвәбтин қолни қолға тутушуп, бизни күтүп туруватқан дунйадики башқа қийинчилиқларни йиңишқа тәййар болушимиз керәк.»

у көп қутуплашқан хәлқаралиқ тәртипни илгири сүрүп: «биз һечқандақ дөләт билән соғуқ йаки қизиқ тоқунушқа кириш нийитидә әмәсмиз. охшимаслиқларни түгитиш вә башқилар билән болған ихтилапларни һәл қилиш үчүн дийалог билән музакирә өткүзүшни давамлаштуримиз. өзимизнила тәрәққий қилдурмаймиз, бири пайда алғанда йәнә бири зийан тартидиған ойунни ойнимаймиз» деди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر