қарадағи мисир һөкүмитини намайишчиларниң тәләплиригә қулақ селишқа чақирди

дунйа мусулман өлималар бирлики баш катипи әли әл қарадағи, мисир һөкүмитини намайишчиларниң тәлипигә җаваб беришкә чақирип, намайишчиларға һуҗум қилишниң «һарам» икәнликини оттуриға қойди.

1496172
қарадағи мисир һөкүмитини намайишчиларниң тәләплиригә қулақ селишқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа мусулман өлималар бирлики баш катипи әли әл қарадағи, иҗтимаий алақә торидики адреси арқилиқ мисирда пирезидент абдулфәттаһ сисиға қарши өткүзүлгән намайиш һәққидә байанат елан қилди.

қарадағи, тинч усулда намайиш өткүзүшниң барлиқ хәлқаралиқ қанун вә әһдинамиләрдә көрситилгән қанунлуқ һоқуқ икәнликини, намайишчиларниң наһәқчиликкә, сийасий вә иқтисадий җәһәттики мәғлубийәтләргә, өй- маканлири вә мәсчитлириниң йәр билән йәксан қилинишиға қарши чиққанлиқини, шуниң үчүн тәләпләргә қарап чиқиш вә уларниң һәқ тәләп қилишлириға тосқунлуқ қилмаслиқ керәкликини оттуриға қойди.

хәлқниң тәләплиригә җаваб қайтурулушини күтүватқанлиқини тилға алған қарадағи, мисирдики шан - шәрәплик әскәр вә сақчиларни мисир хәлқи алдидики мәсулийәтлирини ада қилишқа чақирди.

испанийәдә йашайдиғанлиқини билдүргән мисирлиқ өктичи муһәммәд әли, өткән йили 20 – сентәбирдә мисир хәлқигә қилған «пирезидент абдулфәттаһ сиси түзүмигә қарши намайиш қилиш» чақириқини намайишларниң биринчи йили болған йәкшәнбә күни йәнә бир қетим тәкитлигәниди.

әли дүшәнбә күни байанат берип, һөкүмәткә қарши намайишларни һәр күни давамлаштурушқа чақирғаниди.

мәзкур чақириққа аваз қошуп мәйданларға чиққан йүзләрчә намайишчи назарәт астиға елинған вә узун өтмәй қойуп берилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر