б д т русийә билән американи сүрийә тоғрисидики сөһбәтләрни күчәйтишкә чақирди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң сүрийә алаһидә вәкили гейир педерсен, русийә билән америка қошма иштатлирини сүрийә тоғрисидики сөһбәтлирини күчәйтишкә чақирди.

1493640
б д т русийә билән американи сүрийә тоғрисидики сөһбәтләрни күчәйтишкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т хәвпсизлик кеңишигә сүрийәдики өзгиришләр һәққидә мәлумат бәргән гейир педерсен, 8 - айда җәнвәдә өткүзүлгән сөһбәттә, сийасий мусапиниң «үмид нури»ниң пәйда болғанлиқини ейтти.

у, тәрәпләрниң келәр ай җәнвәдә өткүзүлидиған төтинчи қетимлиқ йиғинида учришишини қолға кәлтүрүш үчүн, йиғиниң күн тәртипини кечиктүрмәй қарар қилиш керәкликини оттуриға қойди.

сүрийәниң һазир илгирикигә қариғанда техиму «хатирҗәм» икәнликини, әмма кишини әндишигә салидиған вәқәләрниң бу дөләттә давамлиқ йүз бериватқанлиқини тилға алған педерсен, русийә билән американи сүрийә тоғрисидики сөһбәтни күчәйтишкә чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر