хитайни тәнқид қилған америка пуқралири дуч келидиған хәвпләр һәққидә агаһландуруш елан қилинди

агаһландурушта, хитайни тәнқид қилған америка пуқралириниң қолға елиниш, тутуп қелиниш, чеградин қоғлап чиқирилиш қатарлиқ хәвпләргә дуч келиватқанлиқи алаһидә тәкитләнди.

1491132
хитайни тәнқид қилған америка пуқралири дуч келидиған хәвпләр һәққидә агаһландуруш елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи хитай вә хоңкоңға қарита елан қилған сайаһәт агаһландуруши һәққидә йазма байанат елан қилди.

байанатта бейҗиң һөкүмитиниң тәкшүрүш арқилиқ америка пуқралирини һәмкарлишишқа мәҗбурлаш, аилә әзалириға чәт әлдин хитайға қайтип келиши үчүн бесим ишлитиш, пуқраларниң маслишалмаслиқиға тәсир көрситиш вә чәт әл һөкүмәтлири билән содилишиш козириға еришиш үчүн халиғанчә қолға елиш вә чеградин чиқишини чәкләш қатарлиқ қилмишларни садир қиливатқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, хитайда йаки хоңкоңда турушлуқ вә йаки сайаһәт қиливатқан америка пуқралириниң халиғанчә назарәткә елиниши мумкинлики тәкитлинип: « америка пуқралири америка консулхана мулазимитигә йаки өзлиригә артилған җинайәтләр тоғрисидики учурларға еришиштин мәһрум қалдурулуши мумкин. узун муддәт сораққа тартилип, узун муддәт тутуп турушларға дучар болуши мумкин» дейилди.

байанатта мундақ дәп көрситилди:

«хоңкоңда, хитай бир тәрәплимә вә ихтийари бәлгилимиләрни йолға қоймақта. йеңи дөләт бихәтәрлик қануни хоңкоң сиртидики аһалиләр вә тәшкилатлар садир қилған җинайәтләрниму өз ичигә алиду. хитайни тәнқид қилған америка пуқралириму қолға елиш, тутуп қелиш, чеградин қоғлап чиқирилиш қатарлиқ хәвпләргә дуч кәлмәктә»

байанатта йәнә, америка пуқралириниң хоңкоңда туруш җәрйанида еһтийатчан болуши вә намайишлардин узақ туруши керәклики уқтурулди.

болупму, кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, хоңкоңниң йеңи дөләт бихәтәрлик қануни вә тәйвән мәсилиси қатарлиқладәин башқа йәнә, америка билән хитай оттурисида сода, тор бихәтәрлики вә техника қатарлиқ саһәләрдиму җиддичиликләр давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر