пәләстин бәһрәйиндики баш әлчисини қайтуруп кәтти

пәләстин һөкүмити, бәһрәйин – исраилийә мунасивәтләрни нормаллаштуруш келишимигә наразилиқ билдүрүп, манамадики әлчисини қайтуруп кәтти.

1489292
пәләстин бәһрәйиндики баш әлчисини қайтуруп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, ташқи ишлар министири рийад әлмаликиниң, бәһрәйинниң исраилийә билән мунасивәтләрни нормаллаштуруш тоғрисида келишим һасил қилишиға қарши ташлинидиған қәдәмләр һәққидә сөзлишиш үчүн манамадики әлчисини қайтуруп кәлгәнликини уқтурди.

америка пирезиденти доналд трамп, әрәб бирләшмә хәлипиликидин кейин, йәнә бир парс қолтуқи дөлити болған бәһрәйинниңму исраилийә билән мунасивәтләрни нормаллаштуруш тоғрисида чүшиниш һасил қилғанлиқини уқтурғаниди.

пәләстин азадлиқ тәшкилати, бәһрәйин билән исраилийә оттурисида һасил қилинған келишимгә «пәләстин дәвасиға урулған иккинчи бир хаинларчә пичақ» дәп баһа бәргәниди.

бәһрәйин, мисир, ийорданийә вә әрәб бирләшмә хәлипиликидин кейин исраилийә билән мунасивәтлирини нормаллаштуруш келишими һасил қилған төтинчи әрәб дөлити болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر