исраилийә косовони етирап қилса, сербийәниң әлчиханисини қуддусқа йөткимәйдиғанлиқи билдүрүлди

исраилийә косово билән болған мунасивәтни нормаллаштуруш тоғрисида келишим һасил қилса, сербийә һөкүмитиниң тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткимәйдиғанлиқи илгири сүрүлди.

1487677
исраилийә косовони етирап қилса, сербийәниң әлчиханисини қуддусқа йөткимәйдиғанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: сербийә пирезиденти александир вучич билән йеқин мунасивити барлиқини билдүргән исминиң ашкариланмаслиқини тәләп қилған бир әмәлдар «ерусалим почтиси» гезитигә байанат берип, исраилийәниң косовони етирап қилидиғанлиқи тоғрисидики байанатлар һәққидә тохталди.

серб әмәлдар, исраилийәниң косовони етирап қилишиниң белград билән тел авив оттурисидики мунасивәткә зийан йәткүзүш еһтималиниң барлиқини билдүрүп, «әгәр исраилийә косовани мустәқил дөләт дәп етирап қилса, сербийә әлчиханисини қуддусқа йөткимәйду. буниңдин башқа, бу қәдәм исраилийә билән сербийә оттурисидики мунасивәткә зийан йәткүзүши мумкин, у (мунасивәтләр) һәргизму бурунқидәк болмайду. шунчилик аддий» деди.

америка қошма штатлириниң пирезиденти доналд трамп, 6 - сентәбирдә косовоаниң исраилийә билән болған мунасивитини нормаллаштуридиғанлиқини, сербийәниң әлчиханисини қуддусқа йөткәйдиғанлиқини елан қилғаниди.

исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу өз дөлити билән болған мунасивәтни нормаллаштурушни қарар қилған косовониң қуддуста әлчиханисини ачидиғанлиқини байан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر