исраилийә билән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң «нормаллишиш келишими» ақсарайда имзалиниду

исраилийә билән әрәб бирләшмә хәлипилики оттурисидики «мунасивәтни толуқ нормаллаштуруш» келишиминиң рәсмий имза қойуш мурасими 15 – сентәбирдә америка қошма штатлирида өткүзүлиду.

1487511
исраилийә билән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң «нормаллишиш келишими» ақсарайда имзалиниду

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарайниң исимлирини ашкарилашни халимиған йуқири дәриҗилик әмәлдарлири, исраилийә - әрәб бирләшмә хәлипилики келишими тоғрисида байанатларни бәрди.

икки дөләт оттурисида һасил қилинған келишимгә рәсмий имза қойуш мурасиминиң 15 - сентәбирдә америка пирезиденти доналд трампниң саһибханлиқида ақсарайда өткүзүлидиғанлиқини билдүргән әмәлдарлар, мурасимдики исраилийә һәйитигә баш министир бунйамин нетанйаһуниң, әрәб бирләшмә хәлипилики һәйитигә вә әрәб бирләшмә хәлипилики һәйитигә тәхт вариси шаһзадә муһәммәд бин зәйидниң иниси әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министири абдуллаһ бин зайид ал нәһйанниң башчилиқ қилишиниң күтүлүватқанлиқини билдүрди.

америка қошма иштатлириниң пирезиденти доналд трамп 13- авғустта исраилийә билән әрәб бирләшмә хәлипиликиниң «мунасивәтлирини пүтүнләй нормаллаштуруш» тоғрисида келишим һасил қилғанлиқини уқтурғаниди.

әрәб бирләшмә хәлипилики мисир (1979  - йили), ийорданийә (1994 – йили) дин кейин исраилийә билән мунасивәтләрни нормаллаштуруш келишими һасил қилған үчинчи әрәб дөлитигә айланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر