сәуди әрәбистанниң америкаға қатарни ишғал қилишни тәвсийә қилғанлиқи ашкариланди

америка «ташқи сийасәт» гезити сәуди әрәбистанниң қатарға ембарго йүргүзгәндин кейин, америка президенти доналд трампқа 2017 - йили 6 - айда қатарни ишғал қилишни тәвсийә қилғанлиқини ашкарилиди.

1469713
сәуди әрәбистанниң америкаға қатарни ишғал қилишни тәвсийә қилғанлиқи ашкариланди

түркийә авази радийоси хәвири: гезитниң шәрқий райондики кризис вә парс қолтуқи кризисигә мунасивәтлик хәвиридә, сәуди әрәбистан падишаһи салман бин абдуләзизниң қатарни қамал қилғандин бир күн кейинла, 2017 - йили 6 - ийунда трамп билән телефонда көрүшүп, қатарни ишғал қилиш тәклипи бәргәнлики, лекин тарампниң бу тәклипкә қәтий қарши туридиғанлиқини билдүргәнлики қәйт қилинди.

гезитниң көрситишичә, америка һөкүмити кейинчә парс қолтуқи һәмкарлиқ кеңиши терроторийәси даирисидики тоқунушни һәл қилиш үчүн кувәйттин мурәссәчилик қилип беришни тәләп қилған.

сәуди әрәбистан, бәһрәйин, әрәб бирләшмә хәлипилики вә мисир бирликтә 2017 - йили 6 - айда, қатарни районни муқимсизлаштуруш вә террорлуқни қоллаш билән әйиблигән бирақ қатар һөкүмити бу барлиқ әйибләшләрниң асассиз икәнликини елан қилған иди.

мәзкур дөләтләр қатарға йүргүзгән ембарго вә қамални бикар қилиш үчүн қатарға әлҗәзирә қанилиниң тақилишини өз ичигә алған 13 шәртни сунған иди.лекин қатар бу шәртләрниң игилик һоқуқиға дәхли-тәруз қилғанлиқ икәнликини билдүрүп, шәртләрни әйиблигән вә қәтий орундимайдиғанлиқини җакарлиған иди.

қатардики кишилик һоқуқ комитети (NHRC) шу җәрйанда, сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики вә бәһрәйнниң 4275 қетим кишилик һоқуққа дәхли-тәруз қилғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر