дунйада йуқумланғанлар сани 20 милйонға йеқинлашмақта

дунйа миқйасида вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 717 миң 792 дин, йуқумланғанлар сани 19 милйон 266 миңдин вә саламәтлики йахшиланғанларниң сани 12 милйон 364 тин ашти.

1468724
дунйада йуқумланғанлар сани 20 милйонға йеқинлашмақта

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси сәвәбидин 162 миңдин артуқ киши җенидин айрилған, 5 милйондин артуқ киши йуқумланған вә вабаниң мәркизигә айланған америкада, төтинчи дәриҗилик сайаһәт агаһландуруши әмәлдин қалдурулди.

америка ташқи ишлар министирлиқи: «америка кесәлликләрни контрол қилиш вә алдини елиш мәркизи билән зич һәмкарлашқан һалда төтинчи дәриҗилик дунйа сайаһәт агаһландурушини әмәлдин қалдуримиз» дәп байанат елан қилди.

йуқумниң «алдин билгили болмайдиған» алаһидилики сәвәбидин, америка пуқралири сайаһәт қилғанда диққәт қилиши керәклики тәкитләнгән байанатта: «бәзи дөләтләрдә сәһийә вә бихәтәрлик шараитлири йахшиланған болсиму, бәзи дөләтләрдә йаманлишиватиду. шуңа, министирлиқимизниң бәлгиләнгән дөләтләргә қарита чиқарған биринчи дәриҗидин төтинчи дәриҗигичә болған сайаһәт агаһландуруши, бурунқи әсли һалитигә кәлтүрүлиду» дейилди.

латин америка қитәсидә вухән вирусиниң мәркизигә айланған биразилийәдә йеқинқи 24 саәттә 1 миң 237 кишиниң җенидин айрилиши билән, вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 98 миң 493 кә чиқти. охшаш вақитта 53 миң 139 киши йуқумлинип, җәмий сан 2 милйон 912 миң 212 гә чиқти. мексикада йеқинқи 24 саәттә 819 кишиниң җенидин айрилиши билән, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 50 миң 517 гә, охшаш вақитта 6 миң 590 кишиниң йуқумлиниши билән җәмий   йуқумланғанлар сани 462 миң 690 ға чиқти.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәттә йәттә киши җенидин айрилди. буниң билән вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 30 миң 312 гә чиқти. йуқумланғанлар сани 1 миң 604 киши ешип 222 миң 350 кә чиқти.

фирансийәдә җиддий қутқузушта давалиниватқанларниң санида йеңидин өрләш көрүлди, вирусниң тарқилиш сүрити тезләшти.

фирансийә алий маарип министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, вухән вируси тәдбирлири рамкисида 2020-йили март ейидин буйан тақалған универстетлар сентәбир ейида дәрс башлайдиған болуп, мәктәпләрдә маска тақаш қаттиқ тәкитләнди.

австиралийәдә вухән вирусиға мунасивәтлик әң көп өлүм вәқәси көрүлгән викторийа иштатида йәнә 11 киши җенидин айрилди. буниң билән, австиралийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 266 гә, йуқумланғанлар сани 20 миң 720 гә чиқти.


خەتكۈچ: #ваба , #йуқум

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر