русийә йалланма әскәрлири ливийәниң пайтәхтидин қачидиған чағда көмүп қойған мина партлиди

партлашта бир кичик балини қошқанда. қәмий 2 пуқра йаридар болди.

1458990
русийә йалланма әскәрлири ливийәниң пайтәхтидин қачидиған чағда көмүп қойған мина партлиди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийәниң шәрқидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлипә һафтәр сепидә уруш қиливатқан русийә бихәтәрлик ширкити вагнерға қарашлиқ йалланма әскәрләрниң пайтәхт тираблустин қачидиған чағда көмүп қойған минаниң партилиши нәтиҗисидә бир кичик балани қошқанда икки киши йариланди.

ливийә армийәси тәрипидин елип берилған «ғәзәплик тағ һәрикити» ниң рәсмий фейсбук һесабида елан қилинған байанатта, «һафтәр унсурлириға қарашлиқ вагнер йалланма әскәрлири тираблусниң җәнубидин қечиштин илгири орунлаштурған минаниң партилиши нәтиҗисидә, бирси кичик бала болуп, икки киши йариланди» дейилди.

байанатта партлашниң пайтәхтниң җәнубидики қаср бин ғашир районида йүз бәргәнлики әскәртилди вә йариланғанларниң әһвали тоғрисида тәпсилий мәлумат берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر