полша пирезиденти қош җинислиқларниң бала беқивеилишини мәни қилиш лайиһәсини имзалиди

полша пирезиденти андрзеҗ дуда, қош җинислиқларниң бала беқивелишини мәни қилған бир қанун лайиһәсини имзалиғалиғанлиқини елан қилди.

1450383
полша пирезиденти қош җинислиқларниң бала беқивеилишини мәни қилиш лайиһәсини имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: полша пирезиденти андрзеҗ дуда, полша асасий қанунида балиларниң алаһидә орунға игә икәнликини, шуңа қош җинислиқларниң бала беқивелиш мәсилисиниң техиму ениқ  бәлгилиниши керәкликини ейтти.

пирезидент дуда тәрипидин имзаланған қанун лайиһәсидә көрситилишичә, пәқәт асасий қанунниң роһиға уйғун аилиләрдә йашайдиған әр – айалларниң (бир оғул вә бир қиз) бала беқивилиш һәққи болидикән.

қош җинислиқларниң бала беқивелишини мәни қилған қанунниң роһиға асасән, йалғуз йашайдиған кишиләрму сот мәһкимисиниң тәкшүрүп қарар қилишидин кейин бала беқивалса болидикән.

қанунниң парламентниң мақуллуқидин өтүп рәсмий иҗра қилинишқа башлиниши үчүн парламент әзалириниң үчтин иккисиниң қоллап беләт ташлишиға тоғра келидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر