хоңкоңда бүгүн йеңи мақулланған қанун бойичә тутқун қилиш башланди

хитайниң хоңкоң алаһидә мәмурий районида, ғәрб дөләтлири вә райондики өктичи гуруһлар қарши чиқиватқан талаш-тартишлиқ дөләт бихәтәрлик қануни түнүгүн йолға қойулғандин кейин, мәзкур қанунға бинаән тутқун қилиш башланди.

1447138
хоңкоңда бүгүн йеңи мақулланған қанун бойичә тутқун қилиш башланди

түркийә авази радийоси хәвири: «җәнубий хитай сәһәр почтиси гезити» ниң хәвиригә қариғанда, хоңкоңниң әнгилийәдин хитайға өткүзүп бирилгәнликиниң 23 – хатирә йилида, бир гуруппа кишиләр кочиларға чиқип наразилиқ намайиши өткүзгән.

түнүгүн хоңкоңда талаш-тартишлиқ бихәтәрлик қануни йолға қойулғандин кейин, сақчилар косевай бай районида намайишчиларға  йаш аққузуш бомбиси етип, намайишчиларни тарқитиветишкә урунди.

сақчилар намайишчиларни дөләт бихәтәрлик қануниға хилаплиқ қилғанлиқи билән агаһландуруп, муч гази чачти.

сақчилар йеңи қанун бойичә 30 дин артуқ намайишчини «мустәқиллиқни тәшәббус қилидиған байрақларни көтүрүш», «рухсәтсиз йиғилиш» вә «сақчиларниң вәзиписини иҗра қилишиға тосқунлуқ қилиш»... қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләп назарәткә алди.

бу арилиқта йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеф боррел бу қанунниң хоңкоңда «әһмийәтлик» шәкилдә мәслиһәт қилинмиғанлиқини билдүрүп: «йавропа иттипақи  мақулланған мәзкур қанунға болған әндишисини қайта тәкитләйду» деди.

боррел йавропа иттипақиниң «бир дөләт , икки хил түзүм » принсипи даирисидә, хоңкоңниң аптономийәси, муқимлиқи вә байашатлиқиға интайин әһмийәт беридиғанлиқини билдүрди.

боррел мәзкур қанунниң хоңкоңниң аптономийәсигә, әдлийә органлириниң мустәқиллиқиға вә қанунниң үстүнлүкигә зор зийан салидиғанлиқини тәкитләп: «йавропа иттипақи хитайни хоңкоңниң қанунлуқ аптономийәсигә зийан йәткүзидиған һәрикәтләрдин сақлинишқа чақириду» диди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر