иран: хәлқара атом енергийәси оргини блиән һәмкарлишишни давамлаштуруватимиз

иран хәлқара атом енергийәси оргининиң даимий вәкили казим ғәрибабади, дөлитиниң иран хәлқара атом енергийәси оргини билән һәмкарлишишни давамлаштуруватқанлиқини уқтурди.

1437035
иран: хәлқара атом енергийәси оргини блиән һәмкарлишишни давамлаштуруватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: иран хәлқара атом енергийәси оргининиң даимий вәкили казим ғәрибабади, дөлитиниң иран хәлқара атом енергийәси оргини билән һәмкарлишишни давамлаштуруватқанлиқини, бирақ органниң икки орунға кириш тәлипиниң исраилийәниң «асассиз» дәвалирини тайанч қилидиғанлиқини ейтти.

иранниң рәсмий хәвәр агентлиқи – ирнаниң хәвиригә қариғанда, ғәрибабади, теһранниң ирандики икки орунниң тәкшүрүлүшигә рухсәт қилмиғанлиқиға ишарәт қилған хәлқара атом енергийәси оргини доклати тоғрисида мәтбуатни вақипландуруш байанати елан қилди.

у, дөлитиниң иран хәлқара атом енергийәси оргини билән һәмкарлишишни давамлаштуруватқанлиқини билдүрүп, «органниң дунйадики тәкшүрүшлириниң %20 иниң иранда ишқа ашурулған болушиға вә иранниң органға йиллиқ 33 қошумчә тәкшүрүш пурсити йаритип бәргәнликигә қаримай, бундақ бир доклат арқилиқ икки тәкшүрүш тәлипиниң мубалиғиләштүрүлүши чоңқур әпсуслиниш пәйда қилди» деди.

хәлқара атом енергийәси оргининиң, әқилгә уйғун вә қайил қиларлиқ пакитларға тайанған һалда қошумчә тәкшүрүш тәлипини оттуриға қойса болидиғанлиқини билдүргән ғәрибабади, «органниң икки орунни тәкшүрүш тәлипи йоллуқ вә ишәнчилик пакитларға әмәс, исраилийәниң дәвалири вә сода сүний һәмраһи арқилиқ елинған көрүнүшләргә тайиниду» дегәнләрни қәйт қилди.

хәлқара атом енергийәси оргининиң өткән һәптә елан қилинған иранниң йадро паалийәтлири билән шуғулланғанлиқини җәзмләштүрүш вә көзитиш хизмәтлиригә даир доклатида, теһранниң 4 айдин артуқ вақиттин буйан органниң мупәттишлириниң 2 орунни тәкшүрүшигә рухсәт қилмиғанлиқи билдүрүлгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر