америка хәлқиниң %80 и дегүдәк «дөләт контроллуқтин чиқти» дәп қаримақта

америкада әсли африқилиқ америка пуқраси җорҗ флойидниң сақчи зораванлиқи түпәйли қаза қилишидин кейин, хәлқниң %80 и дегүдәк «дөләт контроллуқтин чиқти» дәп қаримақта.

1431506
америка хәлқиниң %80 и дегүдәк «дөләт контроллуқтин чиқти» дәп қаримақта

түркийә авази радийоси хәвири: «Wall Street Journal» вә «NBC News» тәрипидин елип берилған тәкшүрүшләр нәтиҗисидә, флойидниң өлүми вә йеңи типтики таҗисиман вирус (Kovid-19) йуқумида 100 миңдин артуқ адәмниң өлүп кетиши қатарлиқ дөләтлик кризисқа мунасивәтлик күтүлмигән нәтиҗиләр оттуриға чиқти .

җумһурийәтчиләрниң % 48 и намайишниң уларни флойидниң өлтүрүлишидики шараитлардинму бәкрәк биарам қиливатқанлиқини билдүргән болса, демократчиларниң % 81 и буниң әксини тилға елишмақта.

омум хәлиқниң % 80 и флойид сақчи зораванлиқи түпәйли қаза қилғандин кейин, «дөләт контроллуқтин чиқти» дәп қаримақта.

демократчиларниң % 75 и ковид -19 вирусиниң алдини елиш вә нормаллишиш үчүн бир йилдин көпрәк вақит кетидиғанлиқини оттуриға қойған болса, президент доналд трампни қоллиғучи җумһурийәтчиләрниң % 32 и йуқумниң контроллуқ астиға елинғанлиқини билдүрмәктә.

тәкшүрүш нәтиҗисигә асасланғанда, гәрчә тирампниң қилған хизмәтлирини қоллаш нисбити апрелға селиштурғанда бир пирсәнт төвәнләп % 45 кә чүшүп қалған болсиму, лекин йүз бәргән кризис қоллаш нисбитини анчә өзгәртәлмигән. демократчиларниң президент кандидати җо байдинни қоллаш нисбити болса % 49 әтрапида икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر