әнглийәдә җорҗ флойд вәқәсигә наразилиқ билдүрүш намайиши өткүзүлди

америка қошма иштатлирида җорҗ флойдниң сақчилар тәрипидин өлтүрүлүшигә әнглийәниң пайтәхти лондондиму наразилиқ билдүрүлди.

1429074
әнглийәдә җорҗ флойд вәқәсигә наразилиқ билдүрүш намайиши өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: намайишчилар түнүгүн чүштә алди билән һайде паркқа топланди؛ миңларчә киши у йәрдики нутуқ вә байанатлардин кейин парламент мәйданиға қарап йүриди.

«қара тәнликләрниң һайати қиммәтликтур», «адаләт болмиса, тинчлиқму йоқ», «әнглийә бигунаһ әмәс» дегән шоарларни товлашқан намайишчилар, баш вәзирлик мәһкимиси бинаси вә лондон сақчи идарисиниң алдидин өтүп чоң мәйданға йиғилди.

кейин шоарларни товлиған һалда қайтидин баш вәзирлик мәһкимиси бина тәрәпкә йүригән бир қисим намайишчилар, сақчилардин тизлинишни тәләп қилди.

бир қисим сақчиларниң қисқа вақит болсиму тизлинип олтурғанлиқи көрүлди. намайиш җәрйанида бир сақчи аптомобилиниң илгирилиши мәлум вақит тосқунлуққа учриди, бир намайишчи бир сақчиға мушт атти.

американиң миннеаполис иштатида 25 майда йүз бәргән вәқәдә, әсли африқалиқ америка пуқраси җорҗ флойд назарәт астиға елиниш җәрйанидики «тиналмайватимән» дегән иңрашлириға қаримай, сақчиниң тизини бойниға қойуп бесишни давамлаштуруши нәтиҗисидә җенидин айрилғаниди.

вәқә, шу күндин буйан америка қошма иштатлириниң барлиқ шәһәрлиридә пат – пат зораванлиқ вәқәлиригә сәһнә болған намайишларниң йүз беришини кәлтүрүп чиқарди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر