гиретсийәдә көчмәнләр намайиш өткүзди

гиретсийәдә туралғу йардиминиң тохтитилидиғанлиқи сәвәблик ай ахирида өй-макансизлиқ хәвипигә дуч кәлгән көчмәнләр пайтәхт атинада намайиш өткүзди.

1424988
гиретсийәдә көчмәнләр намайиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар мәһкимиси (UNHCR) йолға қойуватқан көчмәнләргә йатақ йардими қатарлиқларни өз ичигә алған программиниң тохтитилишидин кейин, өй – макансиз қелиш хәвпигә дуч кәлгән көчмәнләр атинадики йавропа иттипақи ишханилири бинасиниң алдида олтуруп намайиш өткүзди.

тәхминән 200 көчмән «биз турғудәк җай тәләп қилимиз» дәп шоарларни товлаш арқилиқ йатақ программисиниң муддитиниң узартилишини тәләп қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر