пакистанда бир йолучилар айропилани чүшүп кәтти

пакистан хәлқара һава йоллири (PIA) ниң лаһор-карачи сәпиридә учуватқан бир йолучилар айропиланиниң карачи айродуруми әтрапида чүшүп кәткәнлики билдүрүлди.

1422032
пакистанда бир йолучилар айропилани чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан хәлқара һава йоллириниң байанатчиси абдул саттар 99 йолучи вә сәккиз айропилан хадими олтурған айрбас «A-320» типлиқ айропиланниң лаһор айродурумидин көккә көтүрүлүп карачи әтрапиға кәлгәндә, бир туралғу райониға чүшүп кәткәнликини ейтти.

иҗтимаий таратқуларда һәмбәһирләнгән көрүнүшләрдә, айропилан чүшүп кәткән җайда нурғун бина вә апомобилларниң зийанға учриғанлиқи оттуриға чиқти. нәқ мәйданға нурғун от өчүрүш машинилириниң әвәтилгәнлики қәйт қилинди.

пакистан армийәси районға қутқузуш хадимлири әвәткәнликини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر