сәуди әрәбистан күчлири әрәб бирләшмә хәлипилики парахотиниң сокотра арилиға кириши йол қоймиди

йәмәнниң сокотра арилиға кирмәкчи болған әрәб бирләшмә хәлипиликиниң бир парахоти райондики сәуди әрәбистан күчлириниң тосқунлуқ қилишиға учриди.

1417822
сәуди әрәбистан күчлири әрәб бирләшмә хәлипилики парахотиниң сокотра арилиға кириши йол қоймиди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән һөкүмәт мәнбәлириниң билдүрүшичә, әрәб бирләшмә хәлипилики парахотлирини сокотра арилиниң һадибу шәһиридики портқа кирип, йүклирини чүшүрүшигә сәуди әрәбистан күчлири рухсәт қилмиған.

җәнуб мувәққәт кеңишини қоллаватқан әрәб бирләшмә хәлипилики парахотиниң бөлгүнчи қораллиқларға қорал елип барғанлиқи илгири сүрүлди.

әрәб бирләшмә хәлипилики билән җәнуб мувәққәт кеңиши вәқә тоғрисида һазирғичә һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر