җилинда вирусқа мунасивәтлик тәдбирләр қайтидин йолға қойулди

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 300 миңға йеқинлашти, йуқумланғанлар сани 4 милйон 447 миңдин ашти. саламәтлики йахшиланғанлар сани 1 милйон 668 миңдин ашти.

1417370
җилинда вирусқа мунасивәтлик тәдбирләр қайтидин йолға қойулди

түркийә авази радийоси хәвири: вухән вируси декабир ейида оттуриға чиққан хитайда, җилин шәһиридә җиддий һаләт еһтималлиқи бар. йеқинқи күнләрдә җилин шәһиридә вухән вируси билән йуқумлиништа көрүлгән ешиш сәвәбидин бәзи тәдбирләр йолға қойулушқа башлиди. аммиви қатнаш хизмәтлири вә хәлқниң бир йәргә топлинишиға чәклимиләр қойулди. хитайда һазирғичә 4 миң 633 киши вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди, 82 миң 926 киши йуқумланди.

ваба оттуриға чиққан хубей өлкисиниң вухән шәһиридә, һәммә кишиниң саламәтликини тәкшүрүш хизмәтлири башланди. 11 милйон нопуслуқ шәһәрдики саламәтлик тәкшүрүш хизмәтлирини 10 күндә ахирлаштуруш пилан қилинди.

иранда йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 71 киши ешип 6 миң 854 кә чиқти.

җәнубий корейәдә йеқинқи 24 саәттә бир кишиниң вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилиши билән, бу сан 260 қа чиқти. йуқумланғанлар санида болса, 29 киши ешип 10 миң 991 ға чиқти.

вухән вируси сәвәбидин 715 киши җенидин айрилған, 16 миң 883 киши йуқумланған йапонийәдә, җиддий һаләт тәдбирлири 39 иштатта әмәлдин қалдурулди.

вухән вируси сәвәбидин 115 киши җенидин айрилған ирақта, йеқинқи 24 саәттә 119 кишидә вирус байқалди вә бу йеқинқи күнләрдики әң йуқири йуқумлиниш болуп қалди.

исираилийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 264 кә, йуқумланғанлар сани 16 миң 548 гә чиқти.

йәмән сәһийә министирлиқи әдән билән лаһиҗ вилайәтлиридә бирдин икки кишиниң вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлиқини вә бу санниң 12 гә чиққанлиқини билдүрди. йәмән һөкүмити контрол қиливатқан районларда йеңидин байқалған бәш йеңи йуқумлиниш билән, җәмий йуқумланғанларниң сани 70 миңға чиқти.

сәуди әрәбистанда йеқинқи 24 саәттә вухән вируси сәвәбидин тоққуз кишиниң җенидин айрилиши билән, бу сан 273 кә чиқти. йуқумланғанларниң сани 44 миң 830 ға чиқти.

вухән вируси сәвәбидин 146 киши җенидин айрилған беларусийәдә, йеқинқи 24 саәттә йуқумланғанлар санида 952 киши ешип 25 миң 825 кә чиқти.

молдавийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани 184 кә чиқти. йуқумланғанлар сани 252 киши ешип 5 миң 406 гә чиқти.

вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани икки кишип 35 кә чиққан әзәрбәйҗанда, йуқумланғанлар сани 2 миң 758 гә чиқти.

бүгүнгичә вухән вируси сәвәбидин 10 киши җенидин айрилған өзбекстанда, йуқумланғанлар сани 28 киши ешип 2 миң 596 гә чиқти.

таҗикстанда вухән вируси сәвәбидин 23 киши җенидин айрилди, 801 киши йуқумланди.

украинада вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 439 ға, йуқумланғанлар 16 миң 425 кә чиқти.

алҗирийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 515 кә, йуқумланғанлар сани 6 миң 67 гә чиқти. җамәләр 2020-йили 17-марттин башлап тақалған бу дөләттә роза һейт намизиму өйләрдә оқулиду.

вухән вируси сәвәбидин 45 киши җенидин айрилған туниста, йуқумланғанлар сани 1 миң 32 гә чиқти. төт күндин буйан вухән вирусиға мунасивәтлик һечқандақ вәқә көрүлмиди.

суданда вухән вируси сәвәбидин 90 киши җенидин айрилди, йуқумланғанлар 1 миң 818 гә чиқти.

африқа қитәсидә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 2 миң 400 гә, йуқумланғанлар сани 69 миң 947 гә чиқти.

вухән вируси сәвәбидин 21 киши җенидин айрилған, 509 киши йуқумланған танзанийәдә, өктичи партийә вухән вирусиға мунасивәтлик саламәтлик тәкшүрүш нәтиҗилирини икки һәптигичә хәлққә елан қилмиған вә нәтиҗиләрдики хаталиқлар түпәйлидин дөләтлик тәҗрибиханиниң башлиқини вәзиписидин қалдурған пирезидент җон магфулиға наразилиқ билдүрүп, очуқ-ашкара болушни чақириқ қилди.

бәзи дөләтләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүмләр төвәндикичә:

иран 6 миң 783, һиндистан 2 миң 551, еквадор 2 миң 334, русийә 2 миң 305, филиппин 772, пакистан 770, әрәб бирләшмә хәлипилики 206, сингапор 21, қатар 14.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر