помпейо вирусниң вухәндики тәҗрибиханидин тарқалғанлиқини билдүрмәктә

дунйада вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанлар 258 миң 500 дин, йуқумланғанлар сани 3 милйон 741 миң 400 дин вә саламәтлики йахшиланғанларниң сани 1 милйон 247 миң 600 дин ашти.

1411916
помпейо вирусниң вухәндики тәҗрибиханидин тарқалғанлиқини билдүрмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: вабаниң мәркизигә айланған америкада вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар 72 миң 200 дин ашти.

америка ташқи ишлар министири майк помпейо вухән вирусиниң вухән шәһиридики виролоҗи тәҗрибиханисидин тарқалғанлиқини илгири сүрди.

америка баш иштаб башлиқи марк миллей (Mark Milley) болса, дәлил-испатларниң асаслиқи вирусниң қәстән тарқитилмиғанлиқини көрситидиғанлиқини, вухәндики тәҗрибиханидин чиқип кәткән йаки кәтмигәнликини билмәйдиғанлиқлирини ейтти.    

нийу йоркта вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларға, санаторийәләрдә йүз бәргән, әмма тизимға елинмиғанлиқи билингән 1 миң 700 өлүм қошулди.

пирезидент трамп вабаға қарши йолға қойулған тәдбирләрни бошитиш мәзгилидә өлүм-йетимләрниң йүз бериш мумкинчиликини, бирақ иқтисадни бир шәкилдә ечиш лазимлиқини ейтти.

италийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар йеқинқи 24 саәттә 236 киши ешип 29 миң 315 кә чиқти. йуқумланғанлар 1 миң 513 киши азийип 98 миң 467 гә төвәнлиди.

фирансийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар йеқинқи 24 саәттә 330 киши ешип 25 миң 531 гә, йуқумланғанлар сани 406 киши ешип 204 миң 659 ға чиқти.

фирансийә вухән вирусиға қарши туруш тәдбирлирини 2020-йили 11-майдин башлап қәдәмму қәдәм әмәлдин қалдурушни қарар қилған иди.

әнглийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани йеқинқи 24 саәттә 693 киши ешип 29 миң 427 гә чиқти. әнглийә бу сан билән италийәни арқида қалдуруп, йавропада биринчи орунға, дунйада америкадин қалсила иккинчи орунға өтти. бу дөләттә йеқинқи 24 саәттә 4 миң 406 йеңи йуқумланғанлар байқалди.

германийәдә вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар йеқинқи 24 саәттә 165 киши ешип 6 миң 996 гә йәтти. федератсийә һөкүмити билән иштатлар барлиқ магезинларни ечишқа вә сиртларда бәдән чениқтурушқа бәлгилик шәрт астид рухсәт қилиш мәсилисидә келишти.

германийәниң һәр қайси иштатлири җамаәт турмуш сорунлириниң қәдәмму қәдәм ечилишини қарар қилиду. иштатларниң универстет, ресторан, қәһвәхана, меһмансарай, сода йәрмәнкилири, һөсин түзәш орунлири, тийатирлар, чениқиш салонлири, киноханилар вә дескоханиларниң қәдәмму қәдәм ечишта өз алдиға қарар қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

канадада түнүгүн (2020-йили 5-май) 3 миң 981 болған вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм саниға, йеқинқи 24 саәттә 185 киши қошулди вә җәий сан 4 миң 166 гә чиқти. йуқумланғанлар сани 24 саәттә 1 миң 274 киши ешип 62 миң 46 гә чиқти.

җәнубий америка қитәсигә җайлашқан биразилийәдә, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанлар сани йеқинқи 24 саәттә 633 киши ешип 7 миң 921 гә чиқти. йуқумланғанлар сани 9 миң 493 киши ешип 114 миң 715 кә чиқти.

йеңи зеландийәниң кристчеч (Christchurch) шәһиридә 60 йашлардики бир айал вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилди. буниң билән, бу дөләттә вирус сәвәбидин җенидин айрилғанларниң җәмий сани 21 гә чиқти.

бәзи дөләтләрдики вухән вирусиға мунасивәтлик өлүм санлири төвәндикичә:

испанийәдә 25 миң 613, белгийәдә 8 миң 16, голландийәдә 5 миң 168, шиветсийәдә 2 миң 854, мексикада 2 миң 507, шивейтсарийәдә 1 миң 795, еквадорда 1 миң 569, перуда 1 миң 444, иреландийәдә 1 миң 339, португалийәдә 1 миң 74, руменийәдә 854, полшада 723, австирийәдә 606, чилида 275.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر