чад армийәси боко һарамға тәвә җайларни битчит қилип ташлиғанлиқини уқтурди

чад армийәси бокоһарам террорлуқ тәшкилатиниң нигер вә нигерийәдики 5 газармисини йоқитип ташлиди.

1391147
чад армийәси боко һарамға тәвә җайларни битчит қилип ташлиғанлиқини уқтурди

түркийә авази радийоси хәвири: чад пирезидентлиқ мәһкимиси байанат берип, «бома ғәзипи» һәрбий һәрикити даирисидә боко һарамниң нигер вә нигерийәдики 5 базисиниң битчит қилип ташланғанлиқини, зәрбә бериш һәрикәтлириниң тез сүрәттә давамлишиватқанлиқини уқтурди.

боко һарам, чад көли өлкисидики бома шәһиридә 23 – мартта чад армийәсигә һуҗум қилип 98 әскәрниң җениға замин болғаниди.

чад армийәси, 31 – мартта шу өлкә вә өлкә чеграсидики нигер вә нигерийәгә тәвә җайлардики террорлуқ тәшкилатиға тәвә орунларға қарши «бома ғәзипи» һәрбий һәрикитини башлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر