вухән вируси шәрқ әллиригә еғир тәсир көрситишни давамлаштурмақта

дунйа миқйасида вухән вируси (йеңи типтики таҗисиман вирус ковад -19) җениға замин болғанларниң сани 35 миңдин ашти вә  йуқумланғучиларниң сани 750 миңдин һалиип кәтти.

1388316
вухән вируси шәрқ әллиригә еғир тәсир көрситишни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири:  шималий қибрис түрк җумһурийитидә, ковид -19 йуқумлинишиға қарши бүгүндин етибарән саәт 21:00 дин 06:00 гичә  кочиға чиқишни чәкләш бәлгилимисини йолға қойуш қара қилинди. шималий қибрис түрк җумһурийитидә германийәлик бир сайаһәтчи йуқум сәвәбидин қаза қилған болуп, йуқумланғучиларниң сани 69 ға йәтти.

иранда йеңи типтики таҗисиман вирус сәвәбидин 2700 дин артуқ адәм қаза қилди. йуқумниң кәм дегәндә 2 айғичә техиму еғир давамлишиши мөлчәрләнмәктә. иран пирезидентлиқи илим - пән, техника вә иқтисади билимләрни тәрәққий қилдүрүш комитети байанатчиси пәрвиз кәрими иҗтимаий таратқу һесабидин елан қилған байанатида, вухән вирусиниң алдини елиш вә униңға қарши туруш мәркизидә йеңи типтики таҗисиман вируси (Kovid-19) ниң тарқилиш җәрйани һәққидә 5 айрим синарийәни һәмбәһирләшти. буниңға асасланғанда, 6 - айниң башлириғичә 5 хил әһвалниң һәммисидә йуқуш хәвипи йуқири болидикән.

әзәрбәйҗанда йеңи типтики таҗисиман вирус йуқумиға қарши күрәш тәдбирлири даирисидә, кочиға чиқишни чәкләш елан қилинди. әзәрбәйҗанда вухән вируси сәвәбидин 4 адәм қаза қилған вә 273 кши йуқумланған болуп, сәһийә, ул әслиһә , қатнаш вә йемәклик ишләпчиқириш, нефит, тәбиий газ вә банкачилиқ қатарлиқ бәзи саһәләрниң хизмәтчилири чәклиминиң сиртида тутулди. мәтбуат хадимлириму сиртқа чиқип паалийәтлирини давамлаштуралайди.

ғәззә районида 10 киши болуп, ишғалийәт вә қамал қилиниш астидики пәләстиндә вирус билән йуқумланғанларниң омумий сани 116 гә йәтти. шуниң билән бир вақитта, ғәззәниң вухән вирусиға қарши күришидә түркийә қуруп бәргән түркийә - пәләстин достлуқ дохтурханиси хәлққә үмид болмақта. түркийә һәмкарлиқ вә тәрәққийат идариси (TİKA) ниң байанатида, түркийә һәмкарлиқ вә тәрәққийат идариси (TİKA)  тәрипидин қурулған пәләстинниң әң чоң сәһийә мәркизи ғәззә- түркийә - пәләстин достлуқ дохтурханиси дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқи билән вухән вирусиға қарши күрәш үчүн пәләстин мәсуллириға  өткүзүп берилди.

ирақта йеңи типтики таҗисиман вирус сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 46 гә, йуқумланғучиларниң сани 630 ға йәтти. 152 киши сақийип балнеситтин чиқти.

исраилийә баш министири бинйамин нетанйаһу, мәслиһәтчилириниң биридә  вухән вируси байқилиши сәвәбидин карантинаға кириш қарар алди. сәһийә министирлиқиниң санлиқ мәлуматиға асасланғанда, ковид -19 сәвәбидин исраилийәдә 18 адәм қаза қилип, йуқумланғучиларниң сани 4 миң 831 гә йәткән.

алҗирийәдә йеңи типтики таҗисиман вирустин қаза қилғанларниң сани 35 кә , маракәштә 33 кә, ийорданийәдә 5 кә йәтти.

туниста вирус сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 10 ға, йуқумланғучиларниң сани 362 гә йәтти.

бермада вухән вируси сәвәбидин тунҗи өлүм вәқәси йүз бәрди. афғанистанда йуқумланғанларниң сани 174  йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر