«вухән вируси» кәм дегәндә 17 күн йашийалайду

йәр йүзидә 3 күн йашайдиғанлиқи мөлчәрләнгән йеңи типтики таҗисиман вирусниң буниңдин 5 һәссә узун йашийалайдиғанлиқи ениқлап чиқилди.

1384960
«вухән вируси» кәм дегәндә 17 күн йашийалайду

түркийә авази радийоси хәвири:  америка кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи  тәрипидин  елан қилинған доклатта әскәртилишичә, йеңи типтики таҗисиман вирус (Kovid-19) йәр йүзидә илгири җакарланғиниғинму узун йашийалайдикән.

доклатта дейилишичә, йапонийә вә калифорнийәдики йолучилар парахотлирики йолучилар тарқақлаштурулуп 17 күн өткәндин кейинму кабинкида  вирусниң излири байқалған.

доклатқа қариғанда, мутәхәссисләр йапонийәдики « Diamond Princess » вә калифорнийәдики  « Grand Princess » намлиқ йолучилар парахотлирида, йолучилар тарқақлаштурулуп 17 күн өткәндин кейинму таҗисиман вирусниң излирини байқиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر