ливийәдики һәрбий исйанчи хәлифә һафтәрниң һуҗуми ғәлибилик чекиндүрүлди

ливийәниң шәрқидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлипә һафтәр милитанлириниң пайтәхт тириполиниң җәнубиға қилған һуҗуми ғәлибилик чикиндүрүлди.

1379381
ливийәдики һәрбий исйанчи хәлифә һафтәрниң һуҗуми ғәлибилик чекиндүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийәниң шәрқидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлипә һафтәр қораллиқ күчлириниң пайтәхт тириполиниң җәнубиға қилған һуҗумини, бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) тәрипидин етирап қилинған ливийә дөләтлик мурәссәлишиш һөкүмити (UMH) гә тәвә қисимлар чикиндүрди.

ливийә дөләтлик мурәссәлишиш һөкүмити байанатчиси мустафа әл мәҗей «ғәзәпләнгән йанар тағ һәрикити» тоғрисида тохтилип, һафтәр билән мунасивити бар қораллиқ күчләрниң тириполиниң  җәнубидики әр-рамлә тәрәпкә һуҗум қилғанлиқини ейтти.

мустафа әл мәҗей һөкүмәт армийәсиниң истратегийәлик әһмийити сәвәбидин бу йәрни ишғал қилмақчи болған һафтәр қисимлириниң һуҗумини ғәлибилик чекиндүгәнликини билдүрди.

ливийәдики тәрәпләр 12 -  йанварда түркийә вә русийәниң уруш тохтитиш тәклипини қобул қилған болсиму, һәрбий исйанчи һафтәргә тәвә қораллиқлар уруш тохтитишқа хилаплиқ қилишни давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر