һусийлар иттипақдаш күчлиригә аит учқучисиз һава аппаратини чүшүрди

йәмәнниң көп қисмини контирол қиливатқан һусийлар сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчлиригә аит бир җасус учқучисиз һава аппаратини етип чүшүрди.

1375568
һусийлар иттипақдаш күчлиригә аит учқучисиз һава аппаратини чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: һусийларға аит «‹әлмәсирә› телевизийә қанили» ниң бу һәқтики хәвиридә мундақ дейилди: «һава мудапиәси күчлиримиз әттуһәйтә шәһиригә қарашлиқ фазә районида әрәб иттипақдаш күчлиригә аит бир җасус учқучисиз һава аппаратини етип чүшүрди.»

сәуди әрәбистан башчилиқидики иттипақдаш күчлири билән йәмән һөкүмити бу һәқтә һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر