б д т ниң ливийә алаһидә вәкили вәзиписидин истепа бәрди

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ливийә алаһидә вәкили ғәссан сәламә вәзиписидин истепа бәрди.

1371131
б д т ниң ливийә алаһидә вәкили вәзиписидин истепа бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: сәламә аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә бу һәқтә елан қилған байанатида, уда  икки йилдин буйан ливийәлик тәрәпләрни бир йәргә җәм қилиш, чәт әл мудахилилиригә тақабил туруш вә дөләтниң бирликини қоғдаш үчүн қолидин келишичә тиришчанлиқ көрсәткәнликини тәкитләп мундақ деди: «бирақ, саламәтлик әһвалим йахши болмиғанлиқи үчүн, баш катиптин вәзипәмдин айрилишимға қошулушини тәләп қилдим.»

ливийә 2011 – йили ағдуруветилгән рәһбәр муәммәр қәззафиниң өлтүрүлүшидин буйан үзлүксиз давамлишиватқан ички уруш сәвәбидин қануний салаһийәт киризисигә сәһнә болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر