ғәрбтики вухән вирусиға мунасивәтлик йеңи мәлуматлар

италийәдә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 34 кә чиқти.

1369841
ғәрбтики вухән вирусиға мунасивәтлик йеңи мәлуматлар

түркийә авази радийоси хәвири: италийәдә 21-феврал (2020) көрүлүшкә башлиған вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр, тез сүрәттә тарқилишқа вә җанға замин болушни давам қилмақта.

хәлқ мудапиә баш мудири ангело боррелли (Angelo Borrelli) пайтәхт римда ахбарат елан қилип, вухән вируси билән йуқумланғанлар саниниң 1577 гә, өлгәнләр саниниң 34 кә чиққанлиқини билдүрди.

у 140 кишиниң җиддий давалиниватқанлиқини, 83 кишиниң давалинип йахшиланғанлиқиниму қәйт қилди.

италийәниң ломбардийа иштатидики мәктәпләр 8-мартқичә қойуп берилди. миланодики дунйаға даңлиқ скала (Scala) операси бир һәптә тақалди.

америка һава йоллири ширкити вухән вирусиға мунасивәтлик вәқәләр көп көрүлгән миланоға болған айропилан сәпәрлирини 2020-йили 24-апрелғичә тохтатқанлиқини елан қилди. ширкәтниң мәзкур қарари, 29-феврал «AA198» номурлуқ нийу йорк-милано сәпирини қилидиған айропилан хадимлириниң рәт қилишидин кейин чиқирилди.

америкада вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани иккигә чиқти.

йеңи мәлуматларға асасланғанда, германийәдә вирус билән йуқумланғанлар сани 129, фирансийәдә йуқумланғанларниң сани 100, испанийәдә 74, әнглийәдә 35, шиветсийәдә 22, шивейтсарийәдә 35, австирийәдә 14, голландийәдә 10, гиретсийәдә йәттә, белгийәдә икки болған.

чехийә сәһийә министири адам воҗитек (Adam Vojtech) үч кишиниң вухән вируси билән йуқумланғанлиқини елан қилди.

доминика җумһурийитиму 22-феврал кәлгән 62 йашлиқ италийәлик бир кишидә, вухән вирусиниң байқалғанлиқини елан қилди.

латин америка қитәсидики дөләтләрдә вухән вирусиға мунасивәтлик вәқә биринчи болуп биразилийәдә, арқидин мексика вә еквадорда көрүлди.

дунйа сәһийә тәшкилати хитайниң вухән шәһиридә 2019-йили 12-декабир байқалған вухән вирусиниң қисқа вақит ичидила башқа шәһәр, район вә дөләтләргә тарқилиши билән «җиддий һаләт» елан қилған иди.

дунйа сәһийә тәшкилати вухән вирусиниң дунйа характерлик хәтәр сәвийәсини «йуқири» дин «интайин йуқири» ға чиқарған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر