ақсарай: «вухән вируси» ға қарши  күрәш үчүн қошумчә мәбләғ тәләп қилиниду

ақсарай «вухән вируси» ға қарши  күрәш үчүн кәм дегәндә 2.5 милйард доллар қошумчә мәбләғ тәләп қилинидиғанлиқини уқтурди.

1366087
ақсарай: «вухән вируси» ға қарши  күрәш үчүн қошумчә мәбләғ тәләп қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай хамчот вә башқуруш ишлири ишханиси  байанатчиси рачел семмел бу һәқтә елан қилған йазма байанатида мундақ деди: «трамп һөкүмити <вухән вируси> ниң кәң тақилишиға җиддий қаримақта.  бу даиридә вирусқа қарши  күрәш үчүн 2.5 милйард долларлиқ қошумчә мәбләғ аҗритилиш пиланини дөләт мәҗлисигә сунимиз, бу мәбләғдин бир милйард долларлиқ қисми, вирусқа қарши ваксина йасаш паалийәтлирини тезләштүрүш мәқситидә ишлитилиду.»

америка дөләт мәҗлисидики демократлар узундин буйан «вухән вируси» мәсилисидә трамп һөкүмитини агаһландуруп, трампни бу һәқтә қәдәм ташлашқа чақиривататти.

трамп болса, бүгүн аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, «америка қошма иштатлирида <вухән вируси> контирол астида, барлиқ тәрәпләр вә мунасивәтлик дөләтләр билән давамлиқ алақә қиливатимиз» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر