италийәдиму вухән вируси сәвәбидин ломбардийа вә венето райониға кириш - чиқиш чәкләнди

италийәдә йеңи типлиқ (вухән вируси) ковид-19 сәвәбидин өлгәнләрниң сани 2 гә өрлиди.

1364528
италийәдиму вухән вируси сәвәбидин ломбардийа вә венето райониға кириш - чиқиш чәкләнди

түркийә авази радийоси хәвири: ломбардийа райони касалпустерлоңгода бир айал корорна вируси сәвәбидин җенидин айрилди. бу өлүм билән биргә италийәдә йеңи типлиқ (вухән вируси) ковид-19 сәвәбидин өлгәнләрниң сани 2 гә чиқти.

хәлқни мудапиә қилиш идариси директори аңгело боррелли ахбарат елан қилиш йиғинида, 79 кишидә ковид-19 вируси байқалғанлиқини, булардин 2 кишиниң өлгәнликини, 1 кишиниң римда сақийип дохтурханидин чиққанлиқини вә 76 кишиниң әһвалиниң начарлиқини билдүрди.  

аңгело боррелли бу 76 кишидин 18 иниң җиддий бөлүмдә икәнликини уқтуруп, ломбардийа райониниң 56 кесәл билән әң көп йуқумланған район болғанлиқини, венето районида 17, әмилийа ромагнада 2 вә лазийо районлирида 2 кишидә шундақла пийемонтедә 1 кишидә вирус байқалғанлиқини әскәртти. 

италийә баш министири гусеппе контниң министирлар кабентини җиддий йиғинға чақирип, әң көп йуқумлиниш көрүлгән ломбардийа вә венето районлириға кириш чиқишни чәкләш қарари мақуллиғанлиқи уқтурулди.

италийә баш министири гусеппе конт хизмәт, маарип вә аммивий паалийәтләрниң вақитлиқ тохтитилғанлиқини билдүрди вә бу районларда бәлгилимигә риайә қилмиғанларни җазалашни ойлишиватқанлиқини ейтти.

баш министир гусеппе конт һазирчә йавропада әркин сайаһәтни ишқа ашуридиған йавропа бир туташ визисини әмәлдин қалдурушқа тегишлик һаләт шәкилләнмигәнликини билдүрди.

бу җәрйанда милано шәһәрлик һөкүмити башлиқи гусеппе сала италийәниң биринчи путбол гомандиси серие а ниң 25һәптилик мусабиқиға чүшиши керәклик болған «Inter-Sampdoria» мусабиқилириниңму вирусниң алдини елиш тәдбирлири даирисидә кечиктүрүлгәнликини елан қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر