вухән вирусидин йуқумлинип өлгәнләр саниниң 2120 гә йәткәнлики билдүрүлди

хитайда вухән вирусидин йуқумлинип өлгәнләр сани 2120 гә йәткәнлики билдүрүлди.

1362976
вухән вирусидин йуқумлинип өлгәнләр саниниң 2120 гә йәткәнлики билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай мәмликәтлик сәһийә ишлири кометитиниң байанатиға қариғанда, дөләт миқйасида рәсмий дийагноз қойулған йуқумланғучилар сани 11864 иниң әһвали еғир болуп җәмий 74576 гә йәткән.

йеқинқи 24 саәт ичидә 114 адәм җенидин айрилған. йеңидин 394 адәмдә вирус байқилип 23 – йанвардин буйанқи әң төвән сәвийә көрүлгән.

хитайниң хубей өлкисигә қарашлиқ вухән шәһиридә 2019 – йили 12 – декабирда байқалған йеңи типтики таҗисиман вирус қисқа вақит ичидә хитайниң һәрқайси шәһәрлири вә дунйаға тарқилишқа башлиғандин кейин, дунйа сәһийә тәшкилати «җиддий һаләт» елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر