афғанистандики талибан билән натониң һуҗумлирида бигунаһ пуқралар өлмәктә

афғанистанниң һерат вилайитидә шималий атлантик әһди тәшкитлатиға тәвә учқучисиз айропиланниң пуқралар олтурған бир аптомобилға қилған һуҗумда 11 киши җенидин айрилди.

1362599
афғанистандики талибан билән натониң һуҗумлирида бигунаһ пуқралар өлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: кәшкә куһна районида йүз бәргән һуҗумда җенидин айрилғанлар арисида, 8 кичик балиниң барлиқи билдүрүлди.

һерат валий мәһкимиси байанатчиси җәйлани фәрһад болса, һуҗумда 3 нәпәр талибан әзасиниң өлгәнликини вә пуқраларниң өлими һәққидә тәкшүрүш башлиғанлиқини елан қилди.

һерат вилайитидә шималий атлантик әһди тәшкитлати даирисидә вәзипә өтәватқан америка әскәрлириниң һәрбий базиси мәвҗут.

йәнә бир тәрәптин талибанниң қундуз шәһәр мәркизигә атқан ракетамийути бир өйгә чүшүп, бир пуқра җенидин айрилди вә кичик балиларниму қошқанда, җәмий 9 пуқра йаридар болди.

вәқә һәққидә талибан тәрәп техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر