трампниң иранға мудахилә қилиш һоқуқиға чәклимә қойулди

мерика палатаси пирезидент трампниң иранға мудахилә қилиш һоқуқини «дөләт мәҗлисиниң мақуллуқисиз ишлитиши» гә чәклимә қойулған қарар лайиһәсини мақуллиди.

1359453
трампниң иранға мудахилә қилиш һоқуқиға чәклимә қойулди

түркийә авази радийоси хәвири: америка палатаси омумий кеңишида авазға қойулған қарар лайиһәси 45 кә қарши 55 аваз билән қобул қилинди.

виргинийә иштатиниң демократ палата әзаси тим кайне тәрипидин омумий кеңәшкә сунулған қарар лайиһәси, пирезидент трампниң буниңдин кейин иранға қарита дөләт мәҗлисиниң мақуллиқисиз һечқандақ қәдәм ташлийалмаслиқини нишан қилиду.

қарар лайиһәсини демократ парламент әзалириниң һәммиси қоллап аваз бәрди, җумһурийәтчиләр партийәсидин 8 палата әзасиниңму қарар лайиһәсини қоллап аваз бериши диққәт қозғиди.

қарар лайиһәсиниң авам палатаси тәрипидинму қобул қилиниши күтүлмәктә. трамп тәрипидин вето қилиниши күтүлүватқан қарар лайиһәси, дөләт мәҗлисиниң иран мәсилисидә трампқа тутуватқан әң кәскин позитсийәси дәп қаралмақта.

трамп бу һәқтә тохталғанда, «демократлар җумһурийәтчиләр партийәсини номус қилдурушқа тиришиватиду, бундақ болушиға йол қоймаңлар» тәриқисидә чақириқта болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر