FBI: хитай америка үчүн әң чоң тәһдит

америка федератсийә тәкшүрүш идариси (FBI) ниң директори кристофер рәй (ChristopherWray) хитайни америка үчүн әң чоң тәһдит, деди.

1355285
FBI: хитай америка үчүн әң чоң тәһдит

түркийә авази радийоси хәвири: америка федератсийә тәкшүрүш идарисиниң директори кристофер рәй мәркизи вашингтонға җайлашқан хәлқара истратегийәлик тәтқиқатлар мәркизидә өткүзүлгән конферанста сөз қилип, хитайниң америка технологийәлириниң әқли һоқуқ мүлкини оғрилаш үчүн, һәммә йолни таллиғанлиқини билдүрди.

у өткән йили (2019) хитайниң технологийә оғрилиқиға четилип 24 кишиниң қолға елинғанлиқини, бу йил (2020) ниң бешидин тартип технологийә оғрилиқиға четилғанлар саниниң 19 ға йәткәнликини қәйт қилди. у мундақ деди:

«бизгә коммунистик хитайдин чоң тәһдит пәйда қилидиған башқа дөләтниң йоқлуқиға ишинимиз.»

у хитайниң америка универстетлириниң мунасивәтләрдә очуқ муамилә қилғанлиқидин пайдиланғанлиқини әскәртип, бейҗиңниң америка универстетлирида қурған иниститут вә кампус паалийәтлири арқилиқ технологийә оғрилиқини қанат йайдурғанлиқини илгири сүрди.

у мундақ деди:

«һазир федератсийә тәкшүрүш идарисиниң 56 районлуқ ишханисида хитайниң америка технологийәлирини оғрилаш һәрикитигә четилидиған барлиқ саһәләргә мунасивәтлик миңдин артуқ дело бар.»

федератсийә тәкшүрүш идариси йеқинқи вақитларда хитай үчүн җасуслуқ қилғанларға қарши һәрикитиниң сүритини тезләштүрди.

америка ташқи ишлар министирлиқи өткән йили хитайниң икки дипломатини вирҗинийәдики бир һәрбий базиға киришкә урунуш билән әйибләп, чеградин қоғлап чиқарған иди.

мәркизи ахбарат идариси(CIA)  вә дөләт мудапиә истихбарат агентлиқи (DIA) ниң бир сабиқ хизмәтчисиму, америкада хитай билән җасуслуқ мунасивити орнитиш билән әйиблинип қолға елинған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر