нато түркийәгә тәзийә билдүрди

шималий атлантик әһди тәшкилати идлиб шәһиридә бәшшар әсәд күчлириниң һуҗумида шеһит болған түркийә әскәрлири үчүн әнқәрәгә тәзийә билдүрди.

1353157
нато түркийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилатиниң бир әмәлдари, сүрийәниң идлиб шәһиридә бәшшар әсәд күчлириниң һуҗумида 7 түрк әскири билән бир пуқраниң шеһит болуп кетиши һәққидә анадолу агентлиқиниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида мундақ деди: «бүгүн шималий атлантик кеңишида түркийәгә тәзийә билдүрдуқ.»

мәлуматларға қариғанда, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң әң алий қарар чиқириш миханизми һесаблинидиған шималий атлантик кеңиши, җиддий пәйтләрдә шималий атлантик әһди тәшкилати баш катипи столтенбергниң рийасәтчиликидә вә әза дөләтләрниң даимий вәкиллириниң иштирак қилишида җиддий йиғин чақиридикән.

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи, тоқунушларниң алдини елиш мәқситидә идлибқа әвәтилгән түркийә запас қисимлирииң сүрийә армийәсиниң һуҗумиға учриғанлиқини, һуҗумда 8 әскәрниң шдеһит болғанлиқини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر